русийә әрдоғанниң москва зийаритигә тәййарлиқ қилмақта

русийә җумһур рәис рәҗәп таййип әрдоғанниң зийаритигә тәййарлиқ қиливатқанлиқини елан қилди.

1708169
русийә әрдоғанниң москва зийаритигә тәййарлиқ қилмақта

түркийә авази радийоси хәвири: русийә пирезидентлиқ сарийи байанатчиси димитрий песков җумһур рәис әрдоғанниң русийә зийаритигә тәййарлиқ пүткәнликини елан қилди.

песков мухбирларға әрдоғанниң пиланланған русийә зийарити һәққидә байанат елан қилди.

песков әрдоғанниң русийәдики хизмәт зийаритигә тәййарлиқ қилинғанлиқини билдүрүп, «бу зийарәттә өзара мунасивәт башланғандин буйанқи әң әтраплиқ күнтәртипләр болиду. бу мунасивәтләр көп тәрәплимиликтур вә пирезидентлиримизниң бу даиридә һәмишә дәйдиған сөзлири болиду» деди.

песков икки рәһбәрниң (йәни җумһур рәис әрдоған билән русийә пирезиденти путин) ниң йиғин җәрйанида сүрийә вә башқа район мәсилилириниму музакирә қилидиғанлиқини билдүрди.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر