чавушоғлу б д т баш катипи билән көрүшти

ташқи ишлар министири мәвлүт чавушоғлу бирләшкән дөләтләр тәшкилати баш катипи антонйо гутереш билән көрүшүп, қибрис, афғанистан, ливийә, сүрийә ва килимат өзгириши мәсилилири һәққидә  музакирә елип барди.

1707527
чавушоғлу б д т баш катипи билән көрүшти

түркийә авази радийоси хәвири: 21 – сентәбир күни башлинидиған бирләшкән дөләтләр тәшкилатиниң 76 – нөвәтлик омумий кеңиши алий дәриҗилик рәһбәрләр йиғиниға қатнишиш үчүн америка қошма иштатлириниң нийу йорк шәһиригә йетип барған чавушоғлу, бирләшкән дөләтләр тәшкилати баш катипи антонйо гутереш билән бир йәргә җәм болди.

чавушоғлу, аммиви ортақлишиш тор бети Twitter сәһиписидә, бу һәқтә елан қилған байанатида, мундақ деди: «бирләшкән дөләтләр тәшкилати баш катипи антонйо гутереш билән елип барған учришишимизда, қибрис, афғанистан, ливийә, сүрийә вә килимат өзгириши мәсилилиригә даир қарашлиримизни ортақлаштуқ.»

буниңдин башқа йәнә, ташқи ишлар министири мәвлүт чавушоғлу, бирләшкән дөләтләр тәшкилати 76 – нөвәтлик омумий кеңишиниң башлиқи абдуллаһ шаһид биләнму бир йәргә җәм болди, һәмдә вәзипә өтәшкә йеңи башлиған шаһидни тәбриклиди.

сириланка ташқи ишлар министири гамини лаксман пейрис биләнму көрүшкән чавушоғлу, аммиви ортақлишиш тор бети Twitter сәһиписидә, «җуғрапийә нуқтисидин сириланка билән түркийә йирақ болушиға қаримай, мунасивәтлиримизни тәрәққий қилдуруш ирадимиз қәтийдур» тәриқисидә сигнал бәрди.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر