измирда 63 көчмән қутқузувелинди

гиретсийә хәвпсизлик күчлири тәрипидин түркийә деңиз тәвәликигә қайтишқа мәҗбурланған 63 тәртипсиз көчмән қутқузувелинди...

1706055
измирда 63 көчмән қутқузувелинди

түркийә авази радийоси хәвири: гиретсийә хәвпсизлик күчлири тәрипидин түркийә деңиз тәвәликигә қайтишқа мәҗбурланған 63 тәртипсиз көчмән қутқузувелинди, қанунсиз йоллар арқилиқ чәт әлгә чиқип кәтмәкчи болған 38 тәртипсиз көчмән қолға чүшүрүлди.

түркийә деңиз қирғиқи мудапиәси қоманданлиқи, чәшмә наһийәси деңиз тәвәликидики үч кемидә бир түркүм тәртипсиз көчмәнниң барлиқи тоғрисида мәлум қилиш учури тапшуруп елип дәрһал нәқ мәйданға қутқузуш хадимлирини йоллиди؛ гиретсийә деңиз қирғиқи мудапиәси қоманданлиқи тәрипидин түркийә деңиз тәвәликигә қайтишқа мәҗбурланғанлиқи ениқланған үч кемидики 63 тәртипсиз көчмән қутқузувелинди.

йәнә бир тәрәптин, наһийә деңиз тәвәликидә йәлкәнлик кемигә олтуруп қанунсиз йоллар арқилиқ чәт әлгә чиқип кәтмәкчи болған 38 тәртипсиз көчмән қолға чүшүрүлди؛ чәт әл пуқраси мәзкур көчмәнләр, мунасивәтлик рәсмийәтләр биҗирилгәндин кейин вилайәтлик көчмәнләр идарисиға өткүзүп берилди.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر