гранди: түркийә дунйаға өрнәк болуватиду

б д т алий комиссари филиппо гранди (Filippo Grandi) ниң түркийәни «моһтаҗлиқта қалған барлиқ кишиләрни қоғдаштин ибарәт қәтий ирадиси» сәвәбидин мәдһийәлигәнлики билдүрүлди.

1705746
гранди: түркийә дунйаға өрнәк болуватиду

түркийә авази радийоси хәвири: б д т алий комиссари филиппо гранди түркийәни «моһтаҗлиқта қалған барлиқ кишиләрни қоғдаштин ибарәт қәтий ирадиси» сәвәбидин мәдһийәләп: «түркийә қандақ саһибханлиқ қилишни көрситип қойуш билән дунйаға үлгә болуватиду» деди.

б д т алий комиссарлиқи ишханисиниң йазма байанатида, грандиниң түркийәдә үч күн зийарәттә болғанлиқи хатирилитилди.

байанатта: «б д т мусапирлар алий комиссари түркийәни моһтаҗлиқта қалған барлиқ кишиләрни қоғдаштин ибарәт қәтий ирадиси сәвәбидин махтиди» дейилди.

түркийәниң 3.7 милйон сүрийәликкә вә көпинчиси афғанистандин кәлгән башқа 330 миң мусапирға саһибханлиқ қиливатқанлиқи билдүрүлгән байанатта, грандиниң мусапир вә көчмәнләрниң маарип вә сәһийә хизмәтлиридин пайдилиниши, турмуш еһтийаҗини қамдиши қатарлиқ хизмәтләрниң, һөкүмәт хизмәтлири ичигә киргүзүлүшидә көрсәткән қәтий ирадиси сәвәбидин түркийәни махтиғанлиқи әскәртилди.

байанатта, грандиниң түркийә һөкүмити вә хәлқиниң мусапирларни муһим пурсәтләр билән тәминлигәнликини тәкитләп: «түркийә пәқәт милйонларчә мусапирни давамлиқ қоғдапла қалмай, бәлки йәнә охшаш вақитта уларға қандақ саһибханлиқ қилишни көрситип қойуш биләнму дунйаға үлгә болуватиду» дегәнлики қәйт қилинди.

байанатта, грандиниң түркийәниң мусапирларни қануний ишләш пурсәтлири вә вухән вируси(Kovid-19)  тәкшүрүши вә ваксина әмләшни өз ичигә алған сәһийә хизмәтлиридин пайдилиниш пурситигә игә қилғанлиқи хатирилитилди.

байанатта мундақ дейилди:

«мунасивәтлик дөләтләр бу һәқтә қәдәм ташлиши керәк. пәқәт мусапирларғила әмәс, бәлки мусапирларға мәртләрчә саһибханлиқ қиливатқан түркийә хәлқиниму қоллиши керәк.»



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر