түркийә-мисир сөһбити әнқәрәдә ахирлашти

муавин ташқи ишлар министирлири сәвийәсидики һәйәтләр ара өткүзүлгән иккинчи қетимлиқ түркийә-мисир сөһбити әнқәрәдә ахирлашти.

1704983
түркийә-мисир сөһбити әнқәрәдә ахирлашти

түркийә авази радийоси хәвири: түркийә ташқи ишлар министирлиқи иккинчи қетимлиқ түркийә-мисир сөһбитиниң ахирлашқанлиқи тоғрисида байанат елан қилди.

байанатта, сөһбәтниң 8-7-сентәбир (2021) күнлири муавин ташқи ишлар министири сәдат өнал билән мисир муавин ташқи ишлар министири һәмди лоза башчилиқидики һәйәтләр оттурисида өткүзүлгәнлики билдүрүлди.

сөһбәттә, икки тәрәп мунасивәтлиридин башқа, ливийә, сүрийә, ирақ, пәләстин вә шәрқий ақдеңиздики өзгиришләрни өз ичигә алған районлуқ мәсилиләрниң музакирә қилинғанлиқи қәйт қилинди. байанатта мундақ дейилди:

«тәрәпләр музакирә қилинған мәсилиләрдә илгириләш вә мунасивәтни нормаллаштуруш үчүн йәниму илгирилигән һалда қәдәм бесиш арзусини қайта тәкитлиди һәмдә давамлиқ кеңишишкә қошулди.»

 

икки күн давамлашқан түркийә-мисир һәйәтлири оттурисидики тунҗи нөвәтлик сөһбәт 6-май (2021) қаһирәдә ахирлашқан иди.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر