җумһур рәис әрдоған әннәһйан билән телефонлашти

җумһур рәис рәҗәп таййип әрдоған әрәб бирләшмә хәлипилики әбу зәби тәхт вариси шаһзадә муһәммәд бин зайид әннәһйан билән телефонда көрүшти.

1699949
җумһур рәис әрдоған әннәһйан билән телефонлашти

түркийә авази радийоси хәвири: җумһур рәислик мәһкимиси учур – алақә ишлири идарисиниң билдүрүшичә, икки рәһбәр телефон сөһбитидә, түркийә – әрәб бирләшмә хәлипилики мунасивәтлири вә районлуқ мәсилиләр һәққидә музакирә елип барған.

әрәб бирләшмә хәлипиликиниң рәсмий агентлиқи (WAM) ниң хәвәр қилишичә, әрдоған билән әннәһйан, икки дөләт мунасивәтлири вә бу мунасивәтләрни дост икки хәлқ һәм дөләтниң ортақ мәнпәәтлиригә хизмәт қилидиған шәкилдә күчәйтиш вә тәрәққий қилдуруш йоллири һәққидә өзара пикир алмаштурған.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر