ақар америка дөләт мудапиә министири билән телефонлашти

дөләт мудапиә министири хулуси ақар  америка қошма иштатлири дөләт мудапиә министири лойд җәймис астин билән телефонда көрүшти.

1698738
ақар америка дөләт мудапиә министири билән телефонлашти

түркийә авази радийоси хәвири: түркийә дөләт мудапиә министирлиқиниң билдүрүшичә, 15 – авғуст күни дөләтниң контроллуқи талибанға өтүп кәткән афғанистанниң һазирқи әһвали һәққидә музакирә елип берилған телефон сөһбитидә, икки министир, бу дөләттин тарқақлаштуруш паалийәтлириниң һәмкарлиқ асасида ишқа ашурулғанлиқидин хурсән икәнликлирини ипадиләшкән.

ақар, афғанистанда алдинқи күни йүз бәргән террорлуқ һуҗумлирида һайатидин айрилған америка әскәрлири үчүн астинға тәзийә билдүргән.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر