әрдоған афғанистандики өзгиришләр һәққидә тохталди

җумһур рәис рәҗәп таййип әрдоған түркийәниң афғанистандики мәвҗудийитиниң йеңи һакимийәтниңму хәлқара саһәдә нопузини күчәйтип, ишлирини қолайлаштуридиғанлиқини ейтти.

1693690
әрдоған афғанистандики өзгиришләр һәққидә тохталди

 түркийә авази радийоси хәвири: җумһур рәис әрдоған, бир қисим хусусий телевизийә қаналлириниң нәқ мәйдан пирограммисида күнтәртипкә алақидар өзгиришләр һәққидә бәргән байанатида, талибан рәһбәрлирини қобул қилиш мумкинчиликиниң барлиқини илгириму оттуриға қойғанлиқини тәкитләп мундақ деди: «бу позитсийәмиз һазирму күчкә игә, талибан рәһбәрлириниң соғуққанлиқ билән бериватқан илмий байанатлирини хурсәнлик билән қарши еливатимиз, афғанистан хәлқиниң һузури, бу дөләттә йашаватқан түрк қериндашлиримизниң тинчлиқи вә дөлитимизниң мәнпәәтлирини қоғдаш үчүн һәр җәһәттин һәмкарлиқ орнитишқа тәййармиз.»

афғанистандики түркийә әскәрлириниң һечқачан уруш қилғучи күч сүпитидә вәзипә өтимигәнликини әскәрткән җумһур рәис әрдоған, мундақ дәп көрсәтти: «биз у йәрдики әскәрлиримизни әзәлдин чәт әл күчи сүпитидә көрмидуқ вә ишләтмидуқ, түркийәниң афғанистандики һәрбий мәвҗудийити, йеңи һакимийәтниң хәлқара саһәдә нопузини күчәйтиду вә ишлирини қолайлаштуриду, нөвәттә биз (һамид карзаи айродуруминиң бихәтәрлики мәсилисидә) бу саһәдики йеңи реаллиқларға асасән пиланлиримизни түзүватимиз, учришишлиримизниму буниңға мас һалда давамлаштуруватимиз, һакимийәт бешида ким болса болсун, хушаллиқ күнләрдиму, мусибәтлик күнләрдиму афғанистанни қоллаш әһдигә вапа қилиш вә қериндашлиқимизниң тәқәззасидур.»

2021 – йили, 15 – авғуст йәкшәнбә күни, пайтәхт кабулни қоршав астиға алған талибан, пирезидент әшрәф ғениниң дөләтни тәрк етиши вә һөкүмәт күчлириниң пайтәхттин айрилишидин кейин, шәһәрни тоқунушсиз һалда контрол астиға алғаниди.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر