октай: чегралимизда мусапирлар еқининиң алдини елиш тәдбирлирини қоллиниватимиз

муавин җумһур рәис фуат октай түркийәниң чегра районлирида оттуриға чиққуси мусапирлар еқининиң алдини елиш тәдбирлирини қоллиниватқанлиқлирини ейтти.

1693287
октай: чегралимизда мусапирлар еқининиң алдини елиш тәдбирлирини қоллиниватимиз

түркийә авази радийоси хәвири: октай, истанбулда бәргән байанатида, афғанистанда йүз бәргән инсаний тирагедийәниң һәммигә айан икәнликини, дөләтниң узун йиллардин буйан сийасий муқимсизлиқ, ички уруш вә ениқсизлиқ патқиқиға петип қеливатқанлиқини тәкитләп мундақ деди: «бизниң һәм афғанистанда йүз бәргән инсаний тирагедийәни үзүл - кесил һәл қилиш ирадимиз қәтийдур, һәмдә чегра районлиримизда оттуриға чиққуси мусапирлар еқининиң алдини елиш тәдбирлирини қоллиниватимиз, афғанистанниң вәзийитиниң муқимлишишини ишқа ашуруш үчүн, җумһур рәисимиз рәҗәп таййип әрдоғанниң рәһбәрликидә, имканийәтниң баричә үзлүксиз тиришчанлиқ көрситиватимиз.»



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر