әрдоған түркийәдики дала от апәтлири вә қибрис тоғрисида тохталди

җумһур рәис рәҗәп таййип әрдоған: «көйүп кәткән дәрәхлиримиз күллири ичидин қайтидин бәрпа болған күнләрни һәммимиз бирликтә көримиз» деди.

1685906
әрдоған түркийәдики дала  от апәтлири вә қибрис тоғрисида тохталди

түркийә авази радийоси хәвири: җумһур рәис әрдоған түнүгүн кәчтә бир хусусий телевизийә қанилиниң мәхсус сөһбәт пирограммисиға қатнишип, күнтәртиптики мәсилиләргә алақидар соалларға җаваб бәрди.
у түркийәниң бәзи районлирида давамлишиватқан дала от апәтлири һәққидә тохтилип, бир тәрәптә от өчүрүш хизмәтлири давамлишиватқан болса, йәнә бир тәрәптә зийанни ениқлаш хизмәтлириниң ишлиниватқанлиқини билдүрди вә сөзини давамлаштуруп: «от кәткән барлиқ җайларни — иншааллаһ — йешиллаштуримиз... бәш йерим милйард түп көчәтни қандақ тикилгән болса, хәлқимиз хатирҗәм болсунки, көйүп кәткән дәрәхлиримиз күллири ичидин қайтидин бәрпа болған күнләрни һәммимиз бирликтә көримиз» дегәнләрни қәйт қилди.
җумһур рәис әрдоған шималий қибрис түрк җумһурийити вә мараш һәққидә болса: «күздә бир хәлқаралиқ йиғин чақиришни ойлишиватимиз. бу йиғин арқилиқ ишниң сүпитини техиму йуқири көтүрмәкчимиз» деди.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر