алтун: түркийә һечкимниң күтүш зали әмәс вә бунуңдин кейинму ундақ болмайду

җумһур рәислик мәһмиси учур - алақә ишлири идарисиниң башлиқи фаһрәттин алтун түркийәниң һечкимниң күтүш зали әмәсликини, буниңдин кейинму ундақ болмайдиғанлиқини ейтти.

1685540
алтун: түркийә һечкимниң күтүш зали әмәс вә бунуңдин кейинму ундақ болмайду

түркийә авази радийоси хәвири: алтун, «‹бломберг› телевизийәси» ниң зийаритини қолға қилғанда қилған сөзидә, америка қошма иштатлириниң бир қисим афғанларниң түркийәниму өз ичигә алған үчинчи дөләтләр арқилиқ америкаға көчмән болуш үчүн илтимас сунса болидиғанлиқиға алақидар байанатиға наразилиқ билдүрүп, мундақ деди: «түркийә һечкимниң күтүш зали әмәс, буниңдин кейинму  һәргиз ундақ болмайду, мерика қошма иштатлири ташқи ишлар министирлиқиниң, вашингтон тәрипидин мәбләғ билән тәминләнгән лайиһәләр һәм тәшкилатларда ишләватқан бир қисим афғанистан пуқралирини үчинчи дөләтләргә берип америкадин панаһлиқ тиләш чақириқидин толиму әпсуслиниватимиз һәм қаттиқ  әндишә қиливатимиз.»

у, районниң шәрт – шараитлири вә түркийәниң узун йиллардин буйан 4 милйондин артуқ мусапирға саһибханилиқ қиливатқанлиқи нәзәрдә тутулғинида, қанунсиз көчмәнликкә риғбәтләндүридиған бундақ чақириқни әсла қобул қилғили болмайдиғанлиқини тәкитләп мундақ деди: «биз чегра бихәтәрликимизни қоғдаш үчүн күчимизниң йетишичә давамлиқ тиришимиз.»



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر