түркийә: ливийәдә мисратә – сиртә йолиниң ечилишидин хурсәнмиз

түркийә ливийәдә узундин буйан тақақ һаләттә туруватқан мисратә – сиртә саһил йолиниң 30 – ийул күни қатнашқа ечиветилишидин хурсән икәнликини билдүрди.

1683447
түркийә: ливийәдә мисратә – сиртә йолиниң ечилишидин хурсәнмиз

түркийә авази радийоси хәвири: түркийә ташқи ишлар министирлиқи тәрипидин елан қилинған йазма байанатта, пирезидент кеңиши, баш министир абдулһамид дибәйббә рәһбәрликидики миллий бирлик һөкүмити, бирләшкән дөләтләр тәшкилати ливийәгә йардәм бериш һәйити вә 5+5 бирләшмә һәрбий комитетниң бу даиридики тиришчанлиқлириниң иҗабий нәтиҗиләрни қолға кәлтүрүшиниң хушаллинарлиқ иш икәнлики  тәкитлинип мундақ дейилди: «ливийә хәлқиниң күндилик турмушиға қулайлиқ йаритип беридиған бу қәдәмниң дөләттә узун муддәтлик муқимлиқ, тинчлиқ вә гүллинишкә төһпә қошушини үмид қилимиз.»

байанатта, бу өзгиришниң, дөләттики бихәтәрликни қоғдаш органлири вә армийәниң пуқрави қанунлуқ һөкүмәтниң рәһбәрликидә бирләштүрүлүшигә иҗабий тәсир көрсәткәнлики әскәртилип мундақ дейилди: «түркийә узақ мәзгиллик уруш тохтитишни ишқа ашуруш, сийасий мусапини илгири сүрүш вә пат арида өткүзүлидиған сайламларға тәййарлиқ қилиш даирисидә ливийә хәлқи вә миллий бирлик һөкүмитини давамлиқ қоллайду.»



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر