әрдоған 15-ийул қәһриманлирини хатириләп, видео һәмбәһирлиди

түркийә җумһур рәиси рәҗәп таййип әрдоған 15-ийул қәһриманлирини видео һәмбәһирләп хатирилиди.

1675980
әрдоған 15-ийул қәһриманлирини хатириләп, видео һәмбәһирлиди

түркийә авази радийоси хәвири: җумһур рәис рәҗәп таййип әрдоған твиттерда «түркийәдин өткили болмайду» дегән хәткүч билән һәмбәһирлигән учурида: «15-ийул вәтини үчүн җени бәдәл қилип дөлитимизни әсир елишқа урунған хаинларға савиқини бәргән барлиқ қәһриманлиримизни рәһмәт вә миннәт билән әсләймиз. байрақ чүшмәйду! әзан тохтимайду!» деди.

рәҗәп таййип әрдоған һәмбәһирлигән видеода төвәндикидәк учурларға орун берилди:

«чанаққәләдин өткили болмайду. вәтинини вә мустәқиллиқини қоғдаш үчүн оқларға көкирәк керип чиққан мәһмәтчикләр өлмәйду. түгимәс җасарәткә игә, 15-ийулда икки қитә туташқан йәрдә, хаинларниң милтиқиниң учиға қолида һечнимә йоқ һалда йүрүгән, қорқмастин иттипақлашқан хәлқ бөлүнмәйду, уларниң ирадиси йеңилмәс. мудапиәдин технологийәгичә, енергийәдин сәһийәгичә болған һәр саһәдә күчәйгән, әҗри билән қолға кәлтүргән ғәлибиләрдин кейин, нәпәс алмастин хизмәт қилиш керәкликини билгән хәлқ йеңилмәйду.

мави вәтәндин өткили болмайду. оруч рәс, барбарос, тургут рәис тилларда дастан болған мави деңиздики мәвҗутлуқтин өткили болмайду. шәрқий ақдеңиздин өткили болмайду. ай йултуз йетип барған һәр җайни йорутқан, моһтаҗға йардәм қолини узатқан шәпқәт вә йардәм тиришчанлиқидин өткили болмайду. истиқбали көкләрдә болған, һәр қачан йеңилиққа вә техиму йахшиға қарап тәврәнмәс ирадә билән йүрүгән түрк йашлиқидин өткили болмайду. һәқиқий күчниң иттипақлиқтин келидиғанлиқини билгән алийҗанап түрк хәлқини мәғлуб қилғили болмайду. сән йүзләрчә йилдин буйан байриқиға вә земиниға ашиқ болған бир хәлқниң вәтини түркийәдурсән. түркийәдин өткили болмайду.»



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر