15-ийул: түркийәдин өткили болмайду

җумһур рәислик мәһкимиси учур-алақә идариси 15-ийул шеһитлири вә қәһриманлириниң һекайилирини 15-ийул хатирә сарийидин нәқ мәйдандин тарқатти.

1675754
15-ийул: түркийәдин өткили болмайду

түркийә авази радийоси хәвири: җумһур рәислик мәһкимиси учур-алақә идариси истанбул вә пайтәхт әнқәрәдики 15-ийул хатирә сарийидин тарқатқан нәқ мәйдан пирограммилирида, фәтһуллаһчи террорлуқ тәшкилатиниң 2016-йили 15-ийулдики һәрбий өзгириш қозғашқа урунуш һәрикитидә шеһит болғанларниң һекайилирини дунйа җамаәтчиликигә аңлатти.

15-ийул һәрбий өзгириш қозғашқа урунуш һәрикитиниң бәшинчи йиллиқида уйуштурулған хатириләш пирограммисида, 251 шеһит бирму бир хатириләнди вә намайан қилған қәһриманлиқлири ингилизчә тәййарланған видео билән тарқитилди.

пирограммида, 15-ийул һәрбий өзгириш қозғашқа урунуш һәрикитигә қарши хәлқниң җан бәдилигә қилған күрәшлири билән қолға кәлтүрүлгән демократийә ғәлибисигә, хәлқараниң диққитини тартиш мәқсәт қилинди.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر