түркийә радийо-телевизийә идариси т р т ниң йеңи баш мудири муәййәнләшти

түркийә радийо-телевизийә идариси т р т ниң  баш мудирлиқиға профессор доктор мәһмәт заһид собаҗи вә т р т иҗраийә кеңиши башлиқлиқи вәзиписигә профессор доктор әһмәт албайрақ тәйинләнди.

1675222
түркийә радийо-телевизийә идариси т р т ниң йеңи баш мудири муәййәнләшти

түркийә авази радийоси хәвири: ибраһим әрән төт йиллиқ вәзипә өтәш муддити тошқанлиқи сәвәбидин т р т иҗраийә кеңиши башлиқлиқи вәзиписи вә т р т баш мудирлиқи вәзипидин айрилди.

униңдин бошалған мудирлиқ вә иҗраийә кеңиши башлиқлиқ вәзипилиригә йеңи кишиләр тәйинләнди.

җумһур рәис рәҗәп таййип әрдоғанниң имзаси билән рәсмий гезитниң көпәйтилгән санида елан қилинған қарарға асасән профессор доктор мәһмәт заһид собаҗи  т р т ниң баш мудирлиқиға вә профессор доктор әһмәт албайрақ т р т иҗраийә кеңиши башлиқлиқи вәзиписигә тәйинләнди.

ибраһим әрән 2013-йили т р т ниң муавин баш мудири болған вә 2017-йили 7-айда т р т ниң баш мудири шундақла  иҗраийә кеңиши башлиқлиқи вәзиписигә тәйинләнгән иди.

ибраһим әрән 4 йил муавин баш мудир вә йәнә  4 йил баш мудир шундақла  иҗраийә кеңиши башлиқи болуп, т р т да җәмий 8 йил вәзипә өтигән иди.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر