түркийә гиретсийә даирилириниң галатасарай командисиға қилған начар муамилисини әйиблиди

түркийә, гиретсийә олимпийакос путбол командиси билән ойнайдиған тәййарлиқ мусабиқисигә қатнишиш үчүн атинаға барған галатасарай путбол командисиға қилинған начар муамилини әйиблиди.

1674375
түркийә гиретсийә даирилириниң галатасарай командисиға қилған начар муамилисини әйиблиди

түркийә авази радийоси хәвири: түркийә җумһурийити ташқи ишлар министирлиқи байанатчиси, баш әлчи танҗу билгич бу һәқтики бир соалға йазма җаваб  қайтуруп, галатасарай путбол командисиниң 13-ийул кәчтә гиретсийә олимпийакос командиси билән алаһидә мусабиқә өткүзүш үчүн атинаға барғанлиқини әскәрткәндин кейин: «командимизниң мәнпий чиққан PCR нәтиҗисиниң инавәтлик дәп қаралмаслиқи вә командиниң барлиқ әзалириниң қайтидин өзлирини тәкшүрткүзүшиниң тәләп қилиниши алийҗанаблиқ вә йахши нийәттин йирақ» деди.

билгич, бу начар муамилидин кейин, галатасарай командисиниң наһайити һәқлиқ рәвиштә гиретсийәгә кирмәй түркийәгә қайтип кәлгәнликини байан қилип: «гиретсийәниң дөлитимизниң алдинқи қатардики командилириниң бирини мушундақ позитсийә билән күтүвелиши, һәтта тәнтәрбийә саһәсидиму дөлитимизгә болған чидимаслиқини көрситип бериду» дегәнләрни қәйт қилди.

олимпийакос командиси билән ойнайдиған тәййарлиқ мусабиқисигә қатнишиш үчүн гиретсийәгә барған галатасарай путбол командиси, гиретсийә даирилириниң вухән вируси (ковид-19) синақ нәтиҗилирини қобул қилмаслиқи вә қилинған қопал муамилигә наразилиқ билдүрүп түркийәгә қайтип келишини қарар қилғаниди.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر