мардинда сүрийә тәрәптин түркийә тәрәпкә оқ етилди

мардинниң қизилтәпә наһийәсидә сүрийә тәрәптин оқ етилиши нәтиҗисидә, бир әскәр шеһит болди, үч әскәр йариланди.

1671556
мардинда сүрийә тәрәптин түркийә тәрәпкә оқ етилди

түркийә авази радийоси хәвири: мардинниң қизилтәпә наһийәсидә сүрийә тәрәптин оқ етилиши нәтиҗисидә, бир әскәр шеһит болди, үч әскәр йариланди.

мардин валий мәһкимисиниң бу һәқтики байанатиға асасланғанда, шәнйурт чегра линйәсидә чарлаватқан һәрбий аптомобилға сүрийә тәрәптин оқ етилди. шопурға оқ тегиши сәвәбидин аптомобил контролини йоқитип өрүлүп чүшти.

бәдинигә оқ тәгкән шопур җиһан чифҗибаши дохтурханида қутқузуш үнүм бәрмәй шеһит болди. қалған үч әскәр йариланди.

йариланған әскәрләрниң әһвалиниң йахши икәнлики билдүрүлди.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر