ақар: афғанистандики айродурум мәсилиси тоғрулуқ музакириләр давамлишиватиду

дөләт мудапиә министири хулуси ақар афғанистандики һамид карзаи хәлқара айродуруминиң ишлитилиши вә бихәтәрликиниң қоғдилиши мәсилиси тоғрулуқ музакириләрниң давамлишиватқанлиқини ейтти.

1668546
ақар: афғанистандики айродурум мәсилиси тоғрулуқ музакириләр давамлишиватиду

түркийә авази радийоси хәвири: түркийә дөләт мудапиә министири хулуси ақар, қирғизистан вә таҗикистанға қилған рәсмий зийарәтлири вә күнтәртипкә алақидар өзгиришләр һәққидә бәргән байанатида, қойуқ зийарәтләр вә учришишларниң адәттин ташқири дәриҗидә сәмимийәт һәм қизғин қарши елиш муһити астида әмәлгә ашқанлиқини, қирғизистан билән таҗикистанниң меһмандостлуқидин интайин хурсән икәнликини әскәртиш билән бир вақитта, афғанистандики һамид карзаи хәлқара айродуруминиң уда 6 йилдин буйан түркийә тәрипидин ишлитиливатқанлиқини тәкитләп мундақ деди: «һөрмәтлик җумһур рәисимиз рәҗәп таййип әрдоғанниң нато башлиқлар йиғинида оттуриға қойғинидәк, пишип йетилишигә тегишлик бәзи шәрт - шараитлар, һәл қилинишқа тегишлик мәсилиләр бар, биз бу һәқтә йахши нийитимизни намайән қилдуқ. бу шәрт – шараитлар пишип йетилгән тәқдирдә, бизниң у йәрдә қалалайдиғанлиқимизни байан қилдуқ. бу нуқтида охшимиған дөләтләр билән учришиш һәм музакирилиримиз давамлишиватиду. айродурумниң очуқ болуши, ишқа кириштүрүлүши лазим. буниң муһимлиқини обдан билимиз. айродурум ишқа кириштүрүлмигән тәқдирдә, әлчиханилар чекиниду, афғанистан бундақ әһвал астида йетим қалған бир дөләткә айлинип қалиду, җүмлидин хәлқара мунасивәтләр җәһәттин наһайити җиддий қийинчилиқларға дуч келиду.»



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر