түркийә – әзәрбәйҗан бирләшмә һәрбий маневири давамлашмақта

түркийә армийәси билән әзәрбәйҗан армийәсиниң әзәрбәйҗандики «мустапа камал ататүрк 2021» намлиқ  бирләшмә һәрбий маневири давамлашмақта.

1668754
түркийә – әзәрбәйҗан бирләшмә һәрбий маневири давамлашмақта

түркийә авази радийоси хәвири: әзәрбәйҗан дөләт мудапиә министирлиқиниң билдүрүшичә, асаслиқ нишани, икки дөләт армийәлириниң җәң мәзгиллиридә мас қәдәмдә һәрикәт қилиш иқтидарини йәниму йүксәк сәвийәгә йәткүзүш, қоманданларниң қарар чиқириш вә урушқа қоманданлиқ қилиш талантлирини йүксәлдүрүш болған бирләшмә һәрбий маневирда, түрлүк вәзипиләр орунланмақта икән.

«мустапа камал ататүрк 2021» нами берилгән бирләшмә һәрбий маневирдин, 600 әскәр, тәхминән 40 танка вә бироневик, 20 гә йеқин топ, 7 уруш вә һәрбий хадим тик учар айропилани вә 50 аптомобил орун алмақта икән.

учқучисиз һава аппаратлириму ишлитилгән бирләшмә һәрбий маневир, бүгүн ахирлишидикән.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر