«<тинчлиқ булиқи> һәрбий һәрикити» районида террорчиларға әҗәллик зәрбә берилди

сүрийәдә « һәрбий һәрикити» районида бөлгүнчи террорлуқ тәшкилати п к к/й п г мәнсуби 2 террорчи бир тәрәп қилинди.

1666175
«<тинчлиқ булиқи> һәрбий һәрикити» районида террорчиларға әҗәллик зәрбә берилди

түркийә авази радийоси хәвири: түркийә дөләт мудапиә министирлиқи тәрипидин елан қилинған байанатта, түркийә алаһидә қисимлириниң, «<тинчлиқ булиқи> һәрбий һәрикити» районида, террорчиларниң һуҗум қилиш тәшәббусини тармар қилғанлиқи билдүрүлүп мундақ дейилди: «һуҗум қилиш үчүн <тинчлиқ булиқи> һәрбий һәрикити райониға оғрилиқчә өтүшкә урунған бөлгүнчи террорлуқ тәшкилати п к к/й п г мәнсуби 2 террорчи, қәһриман алаһидә қисимлиримизниң мувәппәқийәтлик һәрбий һәрикити нәтиҗисидә бир тәрәп қилинди.»



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر