түркийә армийәсиниң ирақниң шималидики һәрбий һәрикәтлири ғәлибилик давамлашмақта

түркийә армийәсиниң ирақниң шималида давамлаштуруатқан пәнчә – чақмақ зәрбә бериш һәрикити районидики бир өңкүрдә бөлгүнчи террорлуқ тәшкилати п к к әзаси үч террорчи бир тәрәп қилинди.

1656524
түркийә армийәсиниң ирақниң шималидики һәрбий һәрикәтлири ғәлибилик давамлашмақта

түркийә авази радийоси хәвири: түркийә җумһурийити дөләт мудапиә министирлиқи твиттердики адресида байанат елан қилип, түркийә армийәсиниң ирақниң шималидики қәһриманларчә вә пидакарларчә елип бериватқан күришиниң давамлишиватқанлиқини билдүрди.

байанатта, ғәлибилик давамлишиватқан пәнчә – чақмақ зәрбә бериш һәрикити җәрйанида байқалған бир өкңүрдики п к к әзаси үч террорчиниң бир тәрәп қилинғанлиқи қәйт қилинди.

байанатта, өңкүрдики тазилаш җәрйанида террорчиларниң ишләткәнлики ениқланған нурғун қорал, оқ – дора вә турмуш лазимәтликлириниң қолға чүшүрүлгәнлики билдүрүлди.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر