әрдоған: ислам дүшмәнлики рак һүҗәйрисигә охшаш тез йейиливатиду

җумһур рәис рәҗәп таййип әрдоған ислам дүшмәнликиниң ғәрбни өз ичигә алған дунйаниң көплигән җайлирида худди рак һүҗәйрисигә охшаш тез йейиливатқанлиқини ейтти.

1645438
әрдоған: ислам дүшмәнлики рак һүҗәйрисигә охшаш тез йейиливатиду

түркийә авази радийоси хәвири: җумһур рәис әрдоған, 1 – нөвәтлик хәлқара ахбарат васитилири вә ислам дүшмәнлики илмий муһакимә йиғинида қилған сөзидә, америка қошма иштатлири һакимийитиниң 11 – сентәбир һуҗумлиридин кейин башлатқан «мусулманларни шәйтанлаштуруш» истиратегийәсиниң, көплигән милләтләрниң мәдәний қурулмисида әзилдинла йилтиз тартип келиватқан ислам дүшмәнлики вирусини қозғитиш ролини ойниғанлиқини тәкитләп мундақ деди: «техи түнүгүнгичә <йат> қобул қилиниватқан бир қисим ириқчи еқимларниң әмдиликтә сийасәтниң мәркәзигә йәрлишиши, ғәрбниң өзи петип қалған патқақлиқтин қутулушниң орниға көмүлүш йолини таллиғанлиқиниң ишаритидур. иккинчи дунйа уруши мәзгилидә йүз бәргән йәһудий ирқий қирғинчилиқини өзлиричә мәхсус тирнақ ичигә киргүзгәнләр, бу қетим нишан тахтисиға мусулманларни орунлаштурди. әркинликләр йоқалған бир җайда параванлиқниңму узун муддәт мәвҗудийитини давамлаштуралмайдиғанлиқидин ибарәт рошән һәқиқәттин йүз өрүгүчиләр, әслидә исламға әмәс, әксичә өзлириниң келәчәклиригә дүшмәнлик қилмақта. мусулманларға қаритилған бу йеңи ирқий қирғинчилиқ, ғәрбликләрниң өзлири тәрипидин <ислам дүшмәнлики> нами астида йумшитилмақчи болсиму, биз әмәлийәттә буниң ислам дүшмәнлики икәнликини обдан билимиз.»

ғәрбтә барлиқ пуқраларниң бихәтәрликини қоғдашқа мәсул дөләт органлириниң гойа ислам дүшмәнлики мусабиқисигә чүшүватқанлиқини ейтқан җумһур рәис әрдоған, мундақ дәп көрсәтти: «<исламофоби> ғәрбниң бу тәһдитниң  тәпсилатлири һәққидә талаш - тартиш қилишниң орниға ирқчилиқ вә айримчилиқ еқимлириниң тәсиригә учриши, ишниң қолай тәрипини таллаштин башқа нәрсә әмәстур.»

қанчә әсирләр мабәйнидә биваситә зийалийлиридин пайдилинип, әвладмуәвлад өз җәмийәтлирини ислам билән бир гәвдиләштүргән түркләрдин қорқуш еңи билән йетилдүргән йавропаниң, бу арқилиқ сийасий чечилаңғулуқ йол ачқан мәсилиләрни йошурушқа мувәппәқ болғанлиқини қәйт қилған әрдоған, дунйадики 7.5 милйардтин артуқ инсанниң һәр биригә исламниң әмәс, әксичә ислам дүшмәнликиниң йәр шари характерлик тәһдит икәнликиниң тонуштурулушиниң зөрүрлүкини тәкитләп мундақ деди: «пүткүл инсанийәтниң һузури, бихәтәрлики үчүн наһайити муһим болған <ислам дүшмәнликиниң алдини елиш тиришчанлиқлири>, шәкилләндүрүлгүси ортақ еқил миханизимлири арқилиқ җари қилдурулуши лазим.<исламофоби> бу тәһдиткә дуч келиватқан барлиқ җәмийәт вә дөләтләрниң бир йәргә җәм болуп, хәлқара саһәдә күчлүк бир учур - алақә тори орнитишлири шәрттур. ислам дунйаси өз арилирида бир гәвдиләшкән тәқдирдә, ислам дүшмәнликигә қарши күрәштин қисқа вақит ичидә үнүмлүк нәтиҗә һасил қилиш мумкин. дунйаниң һәрқайси җайлиридики виҗдан саһиби болған сийасийонларни, зийалийларни, ахбарат васитилири мәнсуплирини, бу арилиқта өзимизниң диний затлиримизни ислам дүшмәнлики кесәлликигә қарши һәрикәткә кәлтүрүшимиз керәк.»



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر