ибраһим калин: терорлуқ тәшкилатлири  мәсилисидә америкадин үмит қилидиғанлиримиз бар

җумһур рәислик байанатчиси ибраһим калин, америка билән йериклишишкә сәвәб болған  S-400 башқурулидиған бомба мәсилисиниң музакирә арқилиқ һәл қилиниши мумкинликини ейтти.

1638287
ибраһим калин: терорлуқ тәшкилатлири  мәсилисидә америкадин үмит қилидиғанлиримиз бар

түркийә авази радийоси хәвири:  җумһур рәислик байанатчиси ибраһим калин бир гезиткә бәргән хусусий сөһбәттә, белгийәниң пайтәхти бирйусселда өткүзүлидиған шималий атлантик әһди тәшкилати алий дәриҗилик рәһбәрләр йиғинида җумһур рәис рәҗәп таййип әрдоғанниң америка пирезиденти җо байдин билән сөһбәтлишидиғанлиқини әскәртти.

ибраһим калин болупму бөлгүнчи терорлуқ тәшкилати п к к / п й д вә фәтһуллаһчи терорлуқ тәшкилати (FETO) мәсилисидә америкидин күтидиғанлири барлиқини тилға елип, бу җәһәттә байдин һөкүмитиниң конкрет қәдәмләрни ташлишини үмид қилидиғанлиқини ейтти.

исраилийәниң һуҗумлириниң әслидә пәләстин земинини, тарихи, мәдәнийити вә диний кимликини йоқутуш пиланиниң ахирқи басқучи икәнликини тәкитлигән ибраһим калин, исраилийәгә қаритилған бесимни үзлүксиз вә системилиқ һалда күчәйтиш керәкликини, буниң үчүн ислам дунйаси, әрәб дөләтлири, йавропа иттипақи, америка вә башқа дөләтләрниң бу җәрйанни йеқиндин көзитиши лазимлиқини ейтти.

ибраһим калин «мисирдин кейин сүрийә биләнму музакирилишиши мумкин» дегән сөз чөчәкләргә җавап қайтуруп, «булар айрим айрим мәсилиләр. сүрийәдә бәшшар әсәд билән учришиш өткүзүлидиған иш йоқ. пат-пат истихбарат органлири ара учришишлар болуши мумкин» деди.

түркийәниң 2019-йили ливийә һөкүмити билән түзгән келишим даирисидә, ливийәдә һәрбий турғузғанлиқини тәкитлигән ибраһим калин, у йәрдики хизмәтләрниң  шундақла ливийәгә берилгән һәрбий, сийасий вә иқтисадий йардәмләрниң давам қилидиғанлиқини әскәртти.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر