түркийә армийәсиниң ирақниң шималидики һәрбий һәрикәтлири давамлашмақта

түркийә армийәсиниң ирақниң шималида елип бериватқан «пәнчә – чақмақ» вә «пәнчә – гүлдүрмама» намлиқ террорчиларға зәрбә бериш һәрикәтлири тохтавсиз давам қилмақта.

1635676
түркийә армийәсиниң ирақниң шималидики һәрбий һәрикәтлири давамлашмақта

түркийә авази радийоси хәвири: түркийә армийәсиниң ирақниң шималида елип бериватқан «пәнчә – чақмақ» вә «пәнчә – гүлдүрмама» намлиқ террорчиларға зәрбә бериш һәрикәтлири һава шараитиниң начар, йәр түзүлүшиниң мурәккәп болушиға қаримай изчил давам қилмақта.

түркийә җумһурийити дөләт мудапиә министирлиқи иҗтимаий таратқудики адресида «пәнчә – чақмақ» вә «пәнчә – гүлдүрмама» зәрбә бериш һәрикәтлиригә иштирак қиливатқан әскәрләрниң көрүнүшлиригә орун берилгән бир видео тарқатти.

видеода, әскәрләр боран – чапқунлуқ һавада постта туруватқан әснада арқа – арқидин чүшүп асманни йорутқан чақмақларниң көрүнүшлири орун алди.

министирлиқ, қәһриман вә пидакар әскәрләрниң һава шараитиниң начар, йәр түзүлүшиниң мурәккәп болушиға қаримай, һәрбий һәрикәтлирини давамлаштуруватқанлиқини әскәртти.

видео «райондики әң ахирқи террорчи бир тәрәп қилинип болғучә һәрқандақ әһвал вә шараитта террор увилириға киришни давамлаштуримиз» дегән учур билән бирликтә һәмбәһирләнди.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر