түркийә әзәрбәйҗанға йәнә мина тазилаш машиниси бәрди

түркийә әзәрбәйҗанға йирақтин контрол қилинидиған тизгинәклик 5 данә мина тазилаш машиниси бәрди.

1634553
түркийә әзәрбәйҗанға йәнә мина тазилаш машиниси бәрди

түркийә авази радийоси хәвири: түркийә дөләт мудапиә министирлиқи һәрбий әслиһәләр завути вә кемисазлиқ ширкити тәрипидин ишләпчиқирилған 5 данә йирақтин контрол қилинидиған мина тазилаш машиниси MEMATT әзәрбәйҗанға тапшуруп берилди.

министирлиқ тәрипидин елан қилинған байанатта, шуниң билән, түркийә һазирғичә әзәрбәйҗанға  тапшуруп бәргән йирақтин контрол қилинидиған тизгинәклик мина тазилаш машинилириниң саниниң 7 гә йәткәнлики билдүрүлди.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر