түркийәдә бүгүн 297 йуқумланғучи қаза қилди

түркийәдә йеқинқи 24 саәт ичидә вухән вируси (Kovid-19) сәвәбидин 297 киши җенидин айрилди.

1622247
түркийәдә бүгүн 297 йуқумланғучи қаза қилди

түркийә авази радийоси хәвири: бүгүн түркийәдә вухән вируси (Kovid-19) сәвәбидин 297 киши җенидин айрилди. буниң билән, вухән вируси сәвәбидин җенидин айрилғанларниң омумий сани 35 миң 31гә йәтти.

бүгүн бир күндә саламәтлики тәкшүрүлгән 318 миң 217 адәмниң 2 миң 845 нәпиридә йуқум байқалди.

күндилик йуқумланғучилар омумий сани 61 миң 400 гә йәтти.

саламәтлики әслигә келип балнисттин чиққан 54миң 894 адәмни қошқанда җәмий саламәтлики йахшиланғанлар сани 3 милйон 535 миң 40қа йәтти.


خەتكۈچ: #вирус , #ваба

مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر