түркийә деңиз тәвәликигә қайтишқа мәҗбурланған 40 панаһланғучи қутқузувелинди

баликәсир вә муғла деңиз тәвәликлиридин гиретсийә деңиз қирғиқи мудапиәси хадимлири тәрипидин түркийә деңиз тәвәликигә қайтишқа мәҗбурланған 40 нәпәр панаһланғучи қутқузулуп қуруқлуққа елип чиқилди.

1621698
түркийә деңиз тәвәликигә қайтишқа мәҗбурланған 40 панаһланғучи қутқузувелинди

түркийә авази радийоси хәвири: әгә деңизиниң айвалиқ тәвәликидики бир камер кемидә панаһланғучиларниң барлиқи учурини тапшуруп алған түркийә деңиз қирғиқи мудапиәси қоманданлиқи хадимлири тез сүрәттә нәқ мәйданға йетип берип, мидилли арилиға өтүп кетишкә урунуватқан әснада гиретсийә деңиз қирғиқи мудапиәси хадимлири тәрипидин түркийә тәрәпкә қайтишқа мәҗбурланғанлиқи ениқланған 34 панаһланғучини қутқузуп, җунда арилидики деңиз қирғиқи мудапиәси қоманданлиқ мәркизигә елип барди.

бу җәрйанда деңиз қирғиқи мудапиәси қоманданлиқи хадимлири, муғланиң мармарис наһийәси тәвәликидики бир қолвақта тәртипсиз көчмәнләрниң барлиқи тоғрисида учур тапшуруп елип, гиретсийә деңиз қирғиқи мудапиәси хадимлири тәрипидин түркийә тәрәпкә қайтишқа мәҗбурланған алтә кишини қутқузуп вилайәтлик көчмәнләр идарисиға өткүзүп бәрди.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر