ақар ливийә баш министири билән көрүшти

дөләт мудапиә министири хулуси ақар ливийә миллий бирлик һөкүмитиниң баш министири, қошумчә дөләт мудапиә министири абдулһамид дибәйбә билән көрүшти.

1620159
ақар ливийә баш министири билән көрүшти

түркийә авази радийоси хәвири: түркийә дөләт мудапиә министирлиқиниң билдүрүшичә, министир ақар, түнүгүн, җумһур рәис рәҗәп таййип әрдоғанниң тәклипигә биинаән, түркийә вә ливийә оттурисидики истиратегийәлик алий һәмкарлиқ кеңиши йиғини үчүн түркийәгә кәлгән  ливийә миллий бирлик һөкүмитиниң баш министири, қошумчә дөләт мудапиә министири абдулһамид дибәйбә билән көрүшкән.

ливийәниң нөвәттики вәзийити һәққидә өзара пикир алмаштурулған учришишта, министир ақар, түркийәниң, земин пүтүнлүки вә сийасий бирлики ишқа ашурулған, вәзийити муқим, һузур вә тинчлиқ ичидә йашайдиған бир ливийәниң шәкиллинишигә һәссә қошушни нишан қиливатқанлиқини әскәртиш билән бир вақитта, түркийәниң ливийәлик қериндашлириға бәргән һәрбий вә бихәтәрлик саһәлиридики йардәмлирини маарип вә мәслиһәт саһәлиридиму давамлаштуридиғанлиқини, җүмлидин, вәзийити муқим, мустәқил вә игилик һоқуққа игә бир ливийә пиланини изчил қоллап келиватқанлиқини тәкитлигән.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر