гиретсийә ташқи ишлар министири никос дендийас әтә пайтәхт әнқәрәгә келиду

түркийә ташқи ишлар министири мәвлут чавушоғлу гиретсийә ташқи ишлар министири никос дендийас билән көрүшиду.

1620398
гиретсийә ташқи ишлар министири никос дендийас әтә пайтәхт әнқәрәгә келиду

түркийә авази радийоси хәвири: икки дөләт оттурисидики тәрәққийат министирлар сәвийәсидә музакирә қилиниду. йуқири дәриҗилик рәһбәрләр учришиши үчүн асас йаритилииши музакирә қилиниду.

учришишта шәрқий ақ деңизниң йеңи  вәзийити вә әгә деңизи мәсилиси музакирә қилинғандин башқа йәнә, гретсийәниң панаһланғучиларға қарита хәлқара қанунға хилап позитсийәлиридин һес қилинған биарамлиқлар оттуриға қойилиду.

қибрис мәсилисини һәл қилиш чариси тепишқа мунасивәтлик издинишләр вә сөһбәтләргә алақидар тәпсилатларму музакирә қилиниду.

 

йәнә бир муһим тема терорлуққа қарши күрәш болиду.

афина даирилириниң фәтһуллаһчи терорлуқ тәшкилати (FETO) вә бөлгүнчи терорлуқ тәшкилати п к к  ни қоллишидин һес қилинған биарамлиқ йәткүзүлиду.

дендийасниң әнқәрә зийаритидин илгири истанбулда фәнәр рум диний рәһбири бартоломеос билән көрүшишиму мөлчәрләнмәктә.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر