чавушоғлу блинкен билән телефонлашти
ташқи ишлар министири мәвлүт чавушоғлу америка қошма иштатлири дипломатийә министири антони блинкен билән телефонда көрүшти.
1620020
түркийә авази радийоси хәвири: дипломатик мәнбәләрниң билдүрүшичә, икки министирниң мувәппәқийәтлик вә пайдилиқ рәвиштә ишқа ашурулған телефон сөһбитидә, һәр икки тәрәп ортақ көңүл бөлидиған мәсилиләр, афғанистандики тинчлиқ мусаписи, бу даиридә чақирилидиған «истанбул конферанси», сүрийә вә оттура шәрқтики өзгиришләр һәққидә музакирә елип берилған.
مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر
австрийә ташқи ишлар министири александир шалленберг түркийәдә зийарәттә болиду
австрийә ташқи ишлар министири александир шалленберг бүгүн түркийәдә дөләт ишлири зийаритидә болиду.