түркийәниң америкадики йеңи маарип мәктипи тонуштурулди

түркийә маарип фондий җәмийити (TMV) американиң йеңи җерсий иштатидики йеңи маарип мәктипи тәрипидин сетивилинған бинада аилиләр үчүн көңүл ечиш вә тонуштуруш паалийити өткүзүп бәрди.

1618872
түркийәниң америкадики йеңи маарип мәктипи тонуштурулди
Hasan Murat Mercan.jpg
abd maarif okulu.jpg

түркийә авази радийоси хәвири: йеңи җерсий иштатиға қарашлиқ вайнә йезисиға җайлашқан маарип мәктипиниң йеңи бина бағчисида өткүзүлгән программиға, нийуйорк вә йеңи җерсий әтрапида йашайдиған түрк вә башқа мусулман аилиләр қатнашти.

балилар үчүн һәр хил көңүл ечиш паалийәтлири өткүзүлгән программида, аилиләрни йеңи бинани сәйлә қилдүрүп, мәктәпниң кәлгүси хизмәтлири һәққидә  мәлумат берилди.

һәр хил учришишлар үчүн нйуйоркқа кәлгән түркийәниң вашингитонда турушлуқ баш әлчиси һәсән мурат мәрҗанму программиға қатнашти.

йеңи бинаниң хизмәт түзүлмисини 2021- вә 2022- йиллиқ оқуш пәслигә йетиштуруш нишан қилинмақта.

 



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر