америкалиқ сийасий нәзәрийәчидин түркийәниң қораллиқ учқучисиз айропиланлриға мәдһийә

америкалиқ сийасий нәзәрийәчи фирансис фукуйама, түркийәниң қораллиқ учқучисиз айропиланлириниң өткән йили түркийәниң райондики чоң күч сүпитидә қәд көтүрүшигә муһим төһпә қошқанлиқини ейтти.

1616356
америкалиқ сийасий нәзәрийәчидин түркийәниң қораллиқ учқучисиз айропиланлриға мәдһийә

түркийә авази радийоси хәвири: америкалиқ сийасий нәзәрийәчи фирансис фукуйама «америка нишани» журнилида елан қилинған мақалисида, түркийәниң қораллиқ учқучисиз айропиланлириниң өз районида пәйда қилған күчлүк тәсирини махтиди.фукуйама «һәрбий қораллиқ учқучисиз айропиланлар түркийәниң хәлқаралиқ көрүнүшини өзгәртти. түркийә районда асаслиқ актийорға айланди» деди.

фирансис фукуйама түркийәниң өзи ишләпчиқарған қораллиқ учқучисиз айропиланлирини ливийә, сүрийә тағлиқ қарабағда шундақла дөләт ичидә болса, терорлуқ тәшкилати п к к ға қарши ишләткәнликини әскәртти.

түркийәниң қораллиқ учқучисиз айропиланлириниң иқтидариниң интайин тәсири күчлүк болғанлиқини тилға алған фукуйама «әң йеңи түрк учқучисиз айропилани толиму үнүмлүк иди, мәсилән؛ «TB2» һавада 24 саәт туралайду, һәм разведка қилиш вә һуҗум қилиш вәзиписини орундийалайду» деди.

фукуйама сүрийә, ливийә вә тағлиқ қарабағда ишлитилгән түркийә қораллиқ учқучисиз айропиланлириниң уруш мәйданида өтигән вәзипилириниң һәйран қаларлиқ болғанлиқини, болупму әрменийәниң һәрбий амиллириға кәлтүргән зийининиң көрүнәрлик дәриҗидә еғир болғанлиқини йазди.

фукуйама йеқинқи йилларда түркийә ишләпчиқарған қораллиқ учқучисиз айропиланларниң һазирқи дәвр уруш тактикисини өзгәртивәткәнликини әскәртип, «қораллиқ учқучисиз айропиланлар 2020-йили түркийәниң райондики чоң күч сүпитидә қәд көтүришигә муһим төһпә қошти. мәзкур 3 урушниң нәтиҗисини конкерт шәкилдә бәлгилиди вә техиму көп ишларни қилалайдиғанлиқини намайан қилди» деди.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر