террорлуқ тәшкилати әзаси 377 кишиниң мал - мүлүки тоңлитилди

фәтһуллаһчи террорлуқ тәшкилати, даеш, п к к / к җ к вә д һ к п/ җ террорлуқ тәшкилатлириға әза 377 кишиниң түркийәдики мал – мүлүклири тоңлитилди.

1616345
террорлуқ тәшкилати әзаси 377 кишиниң мал - мүлүки тоңлитилди

түркийә авази радийоси хәвири: түркийә җумһурийити хәзинә вә малийә министирлиқиниң бу мәсилигә мунасивәтлик қарари рәсмий гезитниң бүгүнки санида елан қилинди.

мал – мүлүклири тоңлитилған 205 фәтһуллаһчи террорлуқ тәшкилати әзаси ичидә тәшкилатниң каттибеши фәтһуллаһ гүләнниң исми алдинқи қатардин орун алди. тизимликтә йәнә мәзкур тәшкилатниң әзалиридин һамди ақин ипәк, әкрәм думанли, һидайәт қараҗа, абдуллаһ айаз, аһмәт қуруҗан, җәмал ушак, җәвдәт түркйолу, мустапа өзҗан, мустапа йешил, өндәр айтач вә шәриф әли тәкалан қатарлиқларниң исимлириму орун алди.

п к к/к җ к террорлуқ тәшкилатиниң 77 әзасиниң мал – мүлүклири тоңлитилди؛ тәшкилатниң каттибеши мурат қарайилан, әли һайдар қайтан, җәмил байик, дуран қалқан, һүлйа оран, фәһман һүсәйин вә фәрһат абди шаһин қатарлиқларниң исимлири тизимликкә киргүзүлди.

мал – мүлүклири тоңлитилған д һ к п/ җ террорлуқ тәшкилатиниң тоққуз әзаси ичидә муса ағаоғлу билән һүсәйин фәвзи тәкинниңму исми орун алди.

булардин башқа даеш террорлуқ тәшкилати әзаси 86 кишиниң түркийәдики мал – мүлүклири тоңлитилди.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر