чанаққәлә вә измирда онларчә мусапир қутқузувелинди
түркийә деңиз қирғиқи мудапиәси хадимлири чанаққәләниң айваҗик наһийәсидә кемисидә кашила көрүлүп деңизда ләйләп қалған 54 мусапирни қутқузуп қуруқлуққа елип чиқти.
1614078
түркийә авази радийоси хәвири: түркийә деңиз қирғиқи мудапиәси хадимлири аһмәтчә райони деңиз тәвәликидә бир кеминиң контролсиз ләйләп йүргәнликини байқиғандин кейин дәрһал қутқузуш һәрикити орунлаштуруп, кемисиниң моторида кашила көрүлүп деңизниң оттурисида қалған 54 мусапирни қутқузувалди.