сойлу: п к к ниң қораллиқ әза сани 300 ниң астиға чүшти
түркийә җумһурийити ички ишлар министири сүләйман сойлу, бөлгүнчи террорлуқ тәшкилати п к к ниң дөләт ичидики қораллиқ әза саниниң 300 ниң астиға чүшкәнликини билдүрди.
1613677
түркийә авази радийоси хәвири: дөлитимиз ички ишлар министири сүләйман сойлу кастамонудики кәспий лейтинат командерлар асасий тәлим – тәрбий курсиниң оқуш тамамлаш мурасимида сөз қилип, өткән йили 53 кишиниң п к к сепигә қетилғанлиқини, бирақ өткән бир йилда җамаәт хәвпсизлики вә жандарма әтрәтлириниң қайил қилиш хизмәтлири нәтиҗисидә 243 кишиниң тағдин чүшүп тәслим болғанлиқини тәкитлиди.
2021 – йили ичидә тәшкилатқа қетилғанлар саниниң 11 икәнликини тилға алған министир сойлу, қайил қилиш хизмәтлири сайисида хәвпсизлик күчлиригә тәслим болғанлар саниниң 40 икәнликини қәйт қилди.
нөвәттә п к к дөләт ичидики қораллиқ әза саниниң 300 ниң астиға чүшкәнликини тәкитлигән сойлу: «бирмубир һәддини билдүримиз, бу йил уларға тарихниң әң еғир бәдилини төләткүзимиз. уларға һәддини билдүрүш бизниң армийәси – номус бурчимиздур. террорни һәммила йәрдә йоқитип ташлаш ирадимиз қәтий» дегәнләрни сөзлиригә илавә қилди.
مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر
гиретсийә баш министири кирийакос митсотакис әтә түркийәгә йетип келиду
җумһур рәис рәҗәп таййип әрдоған пайтәхт әнқәрәдә митсотакисниң зийаритини қобул қилиду.