түркийә мозамбиктә давамлишиватқан террорлуқ һуҗумлирини әйиблиди

түркийә мозамбикниң шималидики кабо делгадо өлкисидә 24 – марттин буйан давамлишиватқан террорлуқ һуҗумлирини қаттиқ әйиблиди.

1613017
түркийә мозамбиктә давамлишиватқан террорлуқ һуҗумлирини әйиблиди

түркийә авази радийоси хәвири: түркийә ташқи ишлар министирлиқи тәрипидин елан қилинған йазма байанатта, мозамбикниң шималидики кабо делгадо өлкисидә 24 – марттин буйан давамлишиватқан террорлуқ һуҗумлирида һайатидин айрилғанларниң йеқин – йоруқлириға тәзийә билдүрүлүп, йариланғанларға шипалиқ тилинип, мундақ дейилди: «дост дөләт мозамбик хәлқи вә һөкүмитиниң дәрд – әләмлирини ортақлишимиз, районда әң қисқа вақит ичидә тинчлиқ вә муқимлиқ орнитилишини үмид қилимиз.»

мозамбик, тәбиий газ вә қиммәтлик кан мәнбәлири мол танзанийә чеграсидики кабо делгадо өлкисидә буниңдин 4 йил илгири оттуриға чиққан террорлуқ тәшкилати әнсаруссүннәгә қарши рус вә җәнубий африқалиқ йалланма әскәрләрдин йардәм алмақта.

тәшкилатниң һуҗумлирида һазирғичә 2 миңдин артуқ киши һайатидин айрилди, 1.3 милйон киши бихәтәрлик киризисигә дуч кәлди.

мозамбиктә әнсаруссүннә тәшкилатиниң пуқраларға қаратқан һуҗумлири сәвәбидин 670 миң киши өй – маканлирини тәрк әтти.

террорлуқ һуҗумлирини елип бериватқан вә террорлуқ тәшкилати даеш билән четишлиқи барлиқи илгири сүрүлүватқан қораллиқ гуруппа, йәрлик хәлқ арисида «әшшәбаб» дәп атилиду.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر