мардинда п к к ға еғир зәрбә берилди

бөлгүнчи террорлуқ тәшкилати п к к ниң аталмиш мардин мәсули вә башқа бир қисим террорчилар уҗуқтурулди.

1611696
мардинда п к к ға еғир зәрбә берилди

түркийә авази радийоси хәвири: мардинда бир тәрәп қилинған алтә террорчидин бириниң тутуш буйруқи чиқирилғанлар тизимликиниң «қизил рәңлик» категорийәсигә исми киргүзүлгән бөлгүнчи террорлуқ тәшкилати п к к ниң аталмиш мардин мәсули икәнлики ениқланди.

түркийә җумһурийити ички ишлар министирлиқи, әрән-5 зәрбә бериш һәрикити даирисидә түнүгүн мардинда бир тәрәп қилинған алтә террорчиниң ичидә тутуш буйруқи чиқирилған тизимликиниң «қизил рәңлик» категорийәсидики п к к ниң аталмиш мардин мәсули һасан маһмуди билән мәзкур тизимликниң «сериқ рәңлик» категорийәсидики аталмиш мардин багок мәсули тәййүп чамниңму барлиқини уқтурди.

үстидин тутуш буйруқи чиқирилған террорчилар тизимликиниң қизил рәңлик категорийәсидики террорчиниң террорлуқ тәшкилати каттибеши мурат қарайиланниң муһапизәтчиликини қилғанлиқиму ениқланди.

ички ишлар министирлиқиниң бу һәқтики байанатида: «террорчиларниң бир тәрәп қилиниши билән шеһитлиримизниң вә йаридарлиримизниң қанлири йәрдә қалмиди» дегән ибариләргә орун берилди вә бир тәрәп қилинған башқа террорчиларниң кимликлирини ениқлаш хизмәтлириниң давамлишиватқанлиқи қәйт қилинди.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر