чавушоғлу афғанистан пирезиденти билән көрүшти

ташқи ишлар министири мәвлүт чавушоғлу 9 – нөвәтлик «асийаниң қәлби  - истанбул басқучи» намлиқ  министирлар конферанси үчүн зийарәттә болуватқан таҗикистанда афғанистан пирезиденти әшрәф ғени тәрипидин қобул қилинди.

1611365
чавушоғлу афғанистан пирезиденти билән көрүшти

түркийә авази радийоси хәвири: чавушоғлу, аммиви ортақлишиш тор бети Twitter сәһиписидә елан қилған байанатида, афғанистанда тинчлиқ мусаписи һалқилиқ бир сәвийәгә йәткән бир пәйттә, афғанистан пирезиденти әшрәф ғени билән таҗикистанниң пайтәхти дүшәнбәдә бир йәргә җәм болғанлиқини тәкитләп мундақ деди: «афғанистанниң тинчлиқ мусаписи тоғрулуқ истанбулда апрелда чақирилидиған йиғинға һәссә қошуш мәқситидә муһим учришиш елип бардуқ, афғанистанлиқ қериндашлиримиз билән йеқиндин кеңишишни давамлаштуримиз.»



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر