түркийәниң бағдад баш әлчиси ирақ дөләт бихәтәрлик ишлири мәслиһәтчиси билән көрүшти

түркийәниң бағдадта турушлуқ баш әлчиси фатиһ йилдиз, бөлгүнчи террорлуқ тәшкилати п к к ға қарши күрәш мәсилиси тоғрулуқ ирақ дөләт бихәтәрлик  ишлири мәслиһәтчиси араҗи билән көрүшти.

1608128
түркийәниң бағдад баш әлчиси ирақ дөләт бихәтәрлик ишлири мәслиһәтчиси билән көрүшти

түркийә авази радийоси хәвири: йилдиз, аммиви ортақлишиш тор бети Twitter сәһиписидә, бу һәқтә елан қилған байанатида, мундақ деди: «ирақниң дөләт бихәтәрлик ишлири мәслиһәтчиси араҗи билән көрүштүм, учришишта, дөлитимизниң, пәқәт түркийәгә нисбәтәнла әмәс, ирақ һәм районниң муқимлиқи җәһәттинму тәһдит шәкилләндүрүватқан бөлгүнчи террорлуқ тәшкилати п к к ға қарши күрәш қилиш вә бу даиридә ирақ билән давамлиқ һәмкарлиқ орнитиш ирадисиниң қәтийликини тәкитлидим.»



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر