«<тинчлиқ булиқи> һәрбий һәрикити» районида нурғун террорчи бир тәрәп қилинди

сүрийәдә « һәрбий һәрикити» районида бөлгүнчи террорлуқ тәшкилати п к к/й п г мәнсуби 11 террорчи бир тәрәп қилинди.

1607478
«<тинчлиқ булиқи> һәрбий һәрикити» районида нурғун террорчи бир тәрәп қилинди

түркийә авази радийоси хәвири: түркийә дөләт мудапиә министирлиқиниң аммиви ортақлишиш тор бети Twitter сәһиписидә елан қилинған байанатта, террорчиларниң «<тинчлиқ булиқи> һәрбий һәрикити» райониға һуҗум қилишқа урунғанлиқи әскәртилип мундақ дейилди: «бөлгүнчи террорлуқ тәшкилати п к к/й п г ниң <тинчлиқ булиқи> һәрбий һәрикити районида һузур вә аманлиқ муһитини бузушиға йол қоймидуқ, буниңдин кейинму йол қоймаймиз, районда һәр түрлүк бихәтәрлик тәдбирлирини қоллиниватқан қәһриман алаһидә әтрәтлиримиз, йәнә бир қетимлиқ һуҗум қилиш урунушиниң алдини елип, бөлгүнчи террорлуқ тәшкилати п к к/й п г мәнсуби 11 террорчини бир тәрәп қилди.»



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر