җумһур рәис әрдоған додикни рәсмий мурасим арқилиқ қарши алди

җумһур рәис рәҗәп таййип әрдоған боснийә-гиртисговена пирезидент кеңишиниң рәиси милорад додикни пайтәхт әнқәрәдә рәсмий мурасим арқилиқ қарши алди.

1602493
җумһур рәис әрдоған додикни рәсмий мурасим арқилиқ қарши алди

түркийә авази радийоси хәвири: мурасимға, муавин җумһур рәис фуат октай, ташқи ишлар министири мәвлүт чавушоғлу, қатнаш вә қурулуш ишлири министири қара исмаилоғлу, җумһур рәислик мәһкимиси учур - алақә ишлири идарисиниң башлиқи фаһрәттин алтун вә җумһур рәислик мәһкимиси байанатчиси ибраһим қалин қатарлиқларму қатнашти.

игилинишичә, җумһур рәис әрдоған билән додик, айрим вә һәйәтләр ара учришишлардин кейин, қошма ахбарат елан қилиш йиғини өткүзидикән.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر