әрдоған түркийәниң орниниң өзгәрмигәнликини билдүрди

түркийә җумһур рәиси рәҗәп таййип әрдоған түркийәниң орниниң сүрийә ички уруши башланғандин тартип һеч өзгәрмигәнликини ейтти.

1601458
әрдоған түркийәниң орниниң өзгәрмигәнликини билдүрди

түркийә авази радийоси хәвири: җумһур рәис рәҗәп таййип әрдоған сүрийәдә ички уруш башланғиниға 10 йил болғанлиқи мунасивити билән блумбергда мақалә елан қилди.

у мақалисидә, түркийә хәлқиниң, барлиқ сүрийәликләргә вкиллик қилидиған сийасий система қурулушиниң тинчлиқ вә муқимлиқни қайта орнитиш үчүн шәрт икәнликигә ишинидиғанлиқини билдүрди.

у сүрийәдә тинчлиқ вә муқимлиқниң қайта орнитилишиниң, ғәрбниң түркийәни сәмимийлик билән қоллишиға бағлиқ икәнликигә ишинидиғанлиқини әскәртип: «демократийә, әркинлик вә кишилик һоқуқ қайта мода болған бүгүнки күнләрдә, инсанийәтниң сүрийәдә қилғанлири, сәмимийликимизниң ахирқи өлчими болуп қалиду. иптихарланған һалда шуни дәймәнки, түркийәниң орни, сүрийә ички уруши башланғандин тартип һеч өзгәрмиди. тинчлиқ вә узун муддәтлик һәл қилиш чарисиниң, сүрийәниң земин пүтүнлүки вә сийасий бирликигә һөрмәт қилинмиған әһвалда әмәлгә ешишиниң мумкин әмәсликини тәкитләймиз» деди.

у йәрлик күчләр билән бирликтә шәкилләндүрүлгән бихәтәр районларниң, сүрийәниң келәчикигә болған садиқлиқиниң испати икәнликини билдүрди.

у ғәрбниң алди билән бихәтәр районларға һуҗум қилған вә қоли қанға бойалған террорлуқ тәшкилати п к к ниң сүрийәдики гумаштиси й п г ға қарши ениқ мәйданини намайан қилиши керәкликини қәйт қилип: «америка пирезиденти җо байдин һөкүмити бәргән вәдисидә туруп, сүрийәдики тирагедийәни ахирлаштуруш вә демократийәни мудапиә қилиш үчүн биз бирликтә хизмәт қилиши керәк» деди.

у ғәрб дөләтлирини инсаний киризисни ахирлаштуруш нуқтисида земмисигә чүшкән мәсулийитини ада қилишқа чақирип, түркийәниң йүкини бөлүшмәсликниң, йавропаға йеңи көч долқунлирини кәлтүрүп чиқириш мумкинликини әскәртти.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر