түркийәниң йуқумға қарши күриши китаблаштурулди

түркийә җумһурийитиниң ковид – 19 йуқумиға қарши күрәштики утуқлуқлири китаблаштурулди

1601232
түркийәниң йуқумға қарши күриши китаблаштурулди

түркийә авази радийоси хәвири: түркийә җумһурийити җумһур рәислик мәһкимиси учур – алақә ишлири идариси башлиқи фаһрәттин алтун тивиттердики адресида учур һәмбәһриләп: «ковид – 19 ға қарши елип барған утуқлуқ күришимизни китаблаштурдуқ. дөлитимизниң барлиқ органлириниң җумһур рәисимиз рәҗәп таййип әрдоғанниң рәһбәрликидә өзара мас һаләттә йолға қойған утуқлуқ сийасәтлири байан қилинған муһим бир әсиримиз әтә нәшр қилиниду» дегәнләрни қәйт қилди.

алтунниң учурида «бу әсирниң дунйави йуқуми – түркийәниң ковид – 19 ға қарши елип барған утуқлуқ күриши» намлиқ китабниң муқава рәсимигиму орун берилди.

китабниң муқависида, үстигә түркийә байриқи чүшүрүлгән ақ рәңлик қоғдиниш кийими ичидики маска тақивалған бир сәһийә хадиминиң сүрити бар.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر