түркийәниң қорал експорти ашти, импорти төвәнлиди

түркийә 2016 - йилидин 2020 - йилиғичә болған бәш йиллиқ җәрйанда қорал експортини %30 ашуруп, импортини %59 төвәнләтти.

1601636
түркийәниң қорал експорти ашти, импорти төвәнлиди

түркийә авази радийоси хәвири: стокһолм хәлқара тинчлиқ тәтқиқат институти,  дунйа дөләтлириниң 2016 - 2020 – йиллири арилиқидики қорал сетишиға аит санлиқ мәлуматларға орун берилгән доклатини елан қилди.

доклатқа асасланғанда, түркийә 2016 - йилидин 2020 - йилиғичә болған бәш йиллиқ җәрйанда қорал - йарағ експортини %30 ашуруп, импортини %59 төвәнләткән.

түркийә бу саһәдә 2015 – йилидин 2019 – йилиғичә болған җәрйанда әң көп қорал експорт қилған 14 – дөләт болған, 2016 – 2020 – йилиғичә болған җәрйанда болса 13 – ликкә өрлигән. қорал импорт қилиш җәһәттә болса, йуқириқи җәрйанда 15 – орундин 20 – орунға төвәнлигән.

түркийәниң бу саһәдә америкадин қилған импорти 2016 – йилидин 2020 – йилиғичә болған җәрйанда %81 төвәнләп, бурунқи үчинчи дөләттин нөвәттики 19 – дөләткә айланған.

җумһур рәислик мәһкимиси мудапиә санаити идариси башлиқи исмаил дәмир, дөләт мудапиә санаити експортиниң күндин - күнгә көпийиватқанлиқини вә чәт әлгә тайинишчанлиқиниң төвәнләватқанлиқини әскәртип: «нөвәттә дунйада йәрлик вә миллий имканийәтләргә тайинип ишләпчиқарған қораллиримиз даңқ чиқиришқа вә көз қамаштурушқа башлиди. мудапиә санаити идаримиз барлиқ шерикләр билән бирликтә техиму йахшисини ройапқа чиқириш үчүн давамлиқ тиришчанлиқ көрситимиз» дегәнләрни қәйт қилди.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر