ақар «хоҗали қирғинчилиқи» фото сүрәт көргәзмисини ачти

дөләт мудапиә министири хулуси ақар «хоҗали қирғинчилиқи» ниң 29 – йиллиқи мунасивити билән фото сүрәт көргәзмиси ечип, қәтлиам қурбанлирини хатирилиди.

1599249
ақар «хоҗали қирғинчилиқи» фото сүрәт көргәзмисини ачти

түркийә авази радийоси хәвири: дөләт мудапиә министири хулуси ақар, баш иштаб башлиқи генерал йашар гүләр, қуруқлуқ армийә қомандани генерал үмит дүндар, деңиз армийәси қомандани  адмирал аднан өзбал вә һава армийәси қомандани генерал һәсән кучукақйуз қатарлиқлар билән бирликтә, «хоҗали қирғинчилиқи» ниң 29 – йиллиқи, һәмдә 1992 – йилқи қәтлиамда әрмәнләр тәрипидин қәтл қилған 613 әзәрбәйҗан пуқрасини  хатириләш мунасивити билән, мәркизий армийә қоманданлиқ иштаби тәрипидин тәййарланған фото сүрәт көргәзмисини ачти.

әзәрбәйҗанниң истанбулда турушлуқ баш консулханисиниң һәмкарлишиши нәтиҗисидә өткүзүлгән көргәзмини  екскурсийә қилған ақар вә қоманданлар, фото сүрәтләр һәққидә учур игилиди.

министир ақар, бу йәрдә қилған сөзидә, мундақ деди: «буниңдин 29 йил илгири хоҗалида вәһшиләрчә қәтл қилған әзәрбәйҗанлиқ қериндашлиримизни йад етимән, биз әзәрбәйҗан түрклири қериндашлиримизниң дәрд - әләмлирини қәлбимиздә давамлиқ һес қилимиз. биз бу қирғинчилиқни унтуп қалмидуқ, буниңдин кейинму унтуп қалмаймиз, җүмлидин биз өтмүшни әсла унтуп қалмаймиз, әмма биз кәлгүсигә нәзәр салимиз, хоҗалида шеһит қилинған барлиқ қериндашлиримизға аллаһ тааладин рәһмт тиләймиз.»



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر