әрдоған: «истиқлал марши» 84 милйон хәлқниң бир гәвдилишиш нуқтиси

җумһур рәис рәҗәп таййип әрдоған «истиқлал марши» ниң 80 милйон хәлқниң һәммиси үчүн бир гәвдилишиш нуқтиси икәнликини ейтти.

1598687
әрдоған: «истиқлал марши» 84 милйон хәлқниң бир гәвдилишиш нуқтиси

түркийә авази радийоси хәвири: җумһур рәис әрдоған, түркийә бүйүк милләт мәҗлиси тәрипидин өткүзүлгән «100 – нөвәтлик <истиқлал марши> көргәзмиси» гә қатнашти, һәмдә бу йәрдә қилған сөзидә, мундақ деди: «12 – март күни қобул қилинған вә йезилғиниға 100 йил болған <истиқлал марши>, бизниң кимликимизниң , истиқлал вә истиқбал чүшәнчимизниң символидур. <истиқлал марши> мизни пәқәт мустәқиллиқимизниң намайәндиси сүпитидила әмәс, пүткүл 84 милйон хәлқимизниң бир гәвдилишниш нуқтиси, дәп қараймиз, бу дөләттә бизниң сийасий идийәлиримиз, көз қарашлиримиз, мәзһәплиримиз вә ғайилиримиз охшаш балмаслиқи мумкин, әмма 84 милйон хәлқниң һәммиси үчүн <истиқлал марши> бир гәвдилишиш нуқтисидур.»

буниңдин 100 йил илгири османли империйәсигә теңилған «сәвр шәртнамиси» ни тилға елип өткән җумһур рәис әрдоған, мундақ дәп көрсәтти: «биз буниңдин 100 йил илгири <сәвр шәрнамиси> ни қандақ арқимизға чөрүвәткән болсақ, бүгүнки күндиму фәтһуллаһчи террорлуқ тәшкилати, бөлгүнчи террорлуқ тәшкилатлири даеш, п к к қатарлиқ шайкиларниң васитиси арқилиқ дклитимизгә теңилмақчи болған қандақтур <сәвр шәртнамилири> ниму шундақ йиртип ташлаватимиз.»

түркийәниң мустәқиллиқини җан тикип қоғдашни изчил давамлаштуридиғанлиқлирини тәкитлигән җумһур рәис әрдоған, қандақ бәдәл төләштин қәтийнәзәр,  түркийә байриқиға саһиб чиқидиғанлиқлирини қәйт қилди.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر