«HİSAR-O» намлиқ башқурулидиған бомба системиси мувәппәқийәтлик синақтин өтти

«HİSAR-O» намлиқ бомба башқурулидиған һава мудапиә системиси әң йирақ мусапилик вә әң егиз мусапидин нишанға тәккүзүштә синақтин мувәппәқийәтлик өтти.

1598081
«HİSAR-O» намлиқ башқурулидиған бомба системиси мувәппәқийәтлик синақтин өтти

түркийә авази радийоси хәвири: җумһур рәислик мәһкимиси дөләт мудапиәси санаити оргининиң башлиқи исмаил дәмир, «HİSAR-O» намлиқ башқурулидиған бомба һава мудапиә системисиниң, һазирғичә түркийәдә ишқа ашурулған әң йирақ мусапилик вә әң егиз мусапидин нишанға тәккүзүштә мувәппәқийәтлик синақтин өткәнликини ейтти.

дәмир, аммиви ортақлишиш тор бети Twitter сәһиписидә, бу һәқтә елан қилған байанатида, мундақ деди: «<HİSAR- A > намлиқ башқурулидиған бомба һава мудапиә системисидин кейин, <HİSAR-O> намлиқ башқурулидиған бомба һава мудапиә системимизму, һазирғичә түркийәдә ишқа ашурулған әң йирақ мусапилик вә әң егиз мусапидин нишанға тәккүзүштә синақтин мувәппәқийәтлик өтти. ASELSAN  вә ROKETSAN  гуруһлирини өз ичигә алған бу лайиһәниң ишқа ешишида зор төһпиләрни қошқан шериклиримизгә чин дилимиздин миннәтдарлиқ билдүримиз.»

түркийә миллий имканийәтлиридин пайдилинип йасап чиққан «HİSAR-O» намлиқ башқурулидиған бомба һава мудапиә системиси, түркийәниң оттура егизликтики һава мудапиә еһтийаҗини қамдашта ишлитилиду.  

дөләт мудапиәси санаити оргининиң рийасәтчиликидә  ASELSAN , ROKETSAN вә башқа алақидар тәрәпләрниң тәтқиқатлири нәтиҗисидә ройапқа чиқирилған бу система, болупму турақлиқ қисимлар вә һалқилиқ әслиһәләрниң һава мудапиәсини қоғдашта ишлитилиду.

«HİSAR-O» намлиқ башқурулидиған бомба һава мудапиә системиси,  нишанни ениқлаш, түргә айриш, пәрқләндүрүш, из қоғлаш, буйруқ контрол қилиш вә иҗра қилиш иқтидариға игә. шуниң билән бир вақитта, бу система, кәлгүсидә әң илғар  технологийә вә йеңи еһтийаҗ вә иқтидарларни илавә қилиш алаһидиликигә игә.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر