февралда нурғун террорчи бир тәрәп қилинди

начар һаварайи шараитиға қаримай һәптиләрчә саһәләрдә һәрбий һәрикәтлирини давамлаштурған дөләт хәвпсизлик күчлири бөлгүнчи террорлуқ тәшкилати й п г/ п к к ға феврал ейида әҗәллик зәрбә бәрди.

1594132
февралда нурғун террорчи бир тәрәп қилинди

түркийә авази радийоси хәвири: түркийәниң тинчлиқи, һузури в амалиқини бузуш үчүн пуқраларни, нарисидә балиларни, һәтта бовақларниму һуҗум нишани қилиштин қилчә айанмиған бөлгүнчи террорлуқ тәшкилати й п г/ п к к ға қаритилған феврал ейидики дөләт ичи – сиртидики һәрбий һәрикәтләр давамида 126 террорчи бир тәрәп қилинди.

йәнә бир тәрәптин, 2021 – йили қайил қилиш васитиси арқилиқ тәслим болған бөлгүнчи террорлуқ тәшкилати п к к/к җ к мәнсуплириниң сани феврал ейи етбари билән 31 гә йәтти.

бу арилиқта, ички ишлар ишлар министирлиқи тәрипидин йанварниң башлирида ишқа кириштүрүлгән «әрән» һәрбий һәрикәтлириму үзлүксиз давамлашмақта.

бу даиридә, феврал ейида битлис, сиирт, тунҗәли, хатай, османийә, һаққари вә ширнақтиму һәрбий һәрикәтләр башланди.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر