чавушоғлу йавропа бихәтәрлик вә һәмкарлиқ тәшкилати һәйити билән көрүшти

ташқи ишлар министири мәвлүт чавушоғлу йавропа бихәтәрлик вә һәмкарлиқ тәшкилатиниң украина алаһидә көзитиш һәйитиниң түркийә вәкилләр өмики билән синлиқ телефон йиғини арқилиқ көрүшти.

1593514
чавушоғлу йавропа бихәтәрлик вә һәмкарлиқ тәшкилати һәйити билән көрүшти

түркийә авази радийоси хәвири: чавушоғлу, аммиви ортақлишиш тор бети Twitter сәһиписидә, бу һәқтә елан қилған байанатида, мундақ деди: «йавропа бихәтәрлик вә һәмкарлиқ тәшкилатиниң украина алаһидә көзитиш һәйитиниң түркийә вәкилләр өмики билән синлиқ телефон йиғини арқилиқ көрүштуқ, йавропа бихәтәрлик вә һәмкарлиқ тәшкилатиниң украина алаһидә көзитиш һәйити мувәппәқийәтлик паалийәтлири билән һәм җиддийчиликниң пәсәйтилишигә һәссә қошмақта, һәмдә муқимлиқ орнитишқа асас һазирлимақта, биз бу һәйәтниң паалийәтлирини давамлиқ қоллаймиз.»



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر