түркийә 2-марттин башлап контроллуқ нормаллишишқа қәдәм қойиду
түркийә җумһур рәиси рәҗәп таййип әрдоған 2-март (2021) тин башлап контроллуқ нормаллишишқа өтүлидиғанлиқини билдүрди.
түркийә авази радийоси хәвири: җумһур рәис рәҗәп таййип әрдоған кабент йиғинидин кейин, вухән вируси (Kovid-19) ға қарши турушқа мунасивәтлик муһим байанат елан қилди.
у ваба тәдбирлириниң йолға қойулғиниға бир йил болғанлиқини хатирилитип, 2-марттин башлап контроллуқ нормаллишишқа өтүлидиғанлиқини билдүрди.
у барлиқ шәһәрләрниң төт гуруппиға айрилидиғанлиқини, бу категорийәләрниң һәр һәптидә көздин кәчүрүлидиғанлиқини әскәртип, йәрликниң әһвалниң өзгиришигә қарита, икки һәптидә бир қетим тәдбирләрни бошитидиғанлиқини йаки техиму чиңитидиғанлиқини қәйт қилди.
у: «9 милйонға йәткән ваксина әмләш сани билән нопусниң %10 дин көпирәкини әмлигән түркийә, ваксина әмләш җәһәттә дунйада алдинқи қатардики бәш дөләтниң арисиға кирди» деди.
مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر
австрийә ташқи ишлар министири александир шалленберг түркийәдә зийарәттә болиду
австрийә ташқи ишлар министири александир шалленберг бүгүн түркийәдә дөләт ишлири зийаритидә болиду.